Рет қаралды 4,185
#иккирәкәт#намаз#үгиниш
Һөрмәтлик қериндашлар, намаз - Аллаһ тәала тәрипидин бизгә пәриз қилинған наһайити улуқ ибадәт. Уни ада қилиш һәр мусулманниң муқәддәс борчи. Күнимиздә намаз оқушни үгиниш үчүн һәммә шараит яратилған. Намазни өтимәсликкә һеч сәвәп қалмиди десәк хаталашмаймиз.
Диққитиңларға йәнә "Икки рәкәт намаз" видеосини сундуқ. Шундақла бу видеониң плакатқа бесилған нусхисиму бар. Йәни, видеоға һәм плакатқа қарап намаз өтәшни үгинивалсиңиз болиду.
Аллаһ тәала Қуръан Кәримдә мундақ дәйду: "..Намаз өтәңлар вә закат төләңлар вә әлчигә (Муһәммәд әләйһиссаламға) әгишинлар. Шундақ қилсаңлар, бәлким рәһим қилинисиләр" ("Нур" сүриси, 56-айәт).
Аллаһ қобул қилсун!
Биз һәрдайим силәрниң хизмитиңларда!